Хитайниң уйғурларни бастуруватқанлиқидин тенивалди

Хитай һөкүмити америкиниң 2012 - йиллиқ террорлуқ вәзийити һәққидики доклатида оттуриға қоюлған хитай һәққидики тәпсилатларни рәт қилип, хитайниң уйғурларни бастуруватқанлиқидин тенивалди.
Мухбиримиз җүмә
2012.08.04


Америка дөләт ишлар министирлиқи чаршәнбә күни “2012 - йиллиқ террорлуқ вәзийити доклати” ни елан қилип, хитайниң террорлуққа қарши туруш баһанисидә уйғурларни бастуруватқанлиқини тәнқид қилған иди.

Хитайдин чиқидиған “йәршари вақит гезити” ниң нәқил қилишичә, юқириқи доклат һәққидә тохталған уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт баянатчиси хо хәнмин: биз уйғурларни әмәс, пәқәт террорчилиқ билән шуғулланғанларнила җазалаватимиз, деди.

Һалбуки, америка террорлуқ һәққидики доклатида хитайниң қарши пикирдики кишиләр вә өз қаришини тинч йосунда ипадилигән кишиләрни, қорал күчи арқилиқ һакимийәт ағдурушни нишан қилған кишиләр билән пәрқләндүрмәйдиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити чаршәнбә күни пәқәт интернетта учур тарқатқанлиқи илгири сүрүлгән 20 уйғурниму “террорлуқ җинайити” билән әйибләп түрмигә ташлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.