Хитай пул қиммитидә чоң өзгириш елип берилмайдиғанлиқини елан қилди

Хитай мәркизи банкиси хитай пулиниң алмаштуруш қиммитидә елип берилидиған тәңшәшниң анчә чоң болмайдиғанлиқини елан қилди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәркизий банка җүмә күни, пул қиммитидә мәлум тәңшәш елип берилидиғанлиқини билдүргән иди.
Мухбиримиз ирадә
2010.06.21

Шәнбә күни улар йәнә хәлқ пули қиммитиниң тәңпуң вә муқим болидиғанлиқини, тәңшәш елип берилған тәқдирдиму униң наһайити аз нисбәттә болидиғанлиқини җакарлиди.

Хитайниң мәркизий банкиси йәнә хитай пулиниң алмаштуруш қиммитиниң долларғила әмәс, башқа амилларғиму қарап тәңшилидиғанлиқини әскәртти.

Мәзкур қарар елан қилинғандин кейин дуня пай чәк базарлири хитайниң ахирқи қарарини күтмәктә. Асия пай чәк базирида муәййән нисбәттә өсүш көргәнлики илгири сүрүлмәктә.

Америка вә явропа әллири хитайниң експорт қиммитини ашуруш үчүн хитай пулиниң алмаштуруш қиммитини қәстән төвән тутуп, адаләтсиз пайда еливатқанлиқини илгири сүрүп, хитайниң пул сияситини әйибләп кәлгән. Америка президенти барак обамаму хитай пулиниң алмаштуруш қиммити мәсилисини муһим күн тәртипкә қоюп, хитайға бу һәқтики бесимни ашуруватқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.