Хитай қораллиқ сақчилири кучарда һәйвә көрсәтмәктә

Бүгүн хитайниң мәркизи радио истансиси вә сумурғ телевизийисиниң хәвәр торлирида, хитайниң җамаәт хәвпсизлик сақчилири, қораллиқ сақчи қисим, пәвқуладдә сақчи қисим дәп аталған һәрхил сақчи қисимлири, кучар шәһиридә муқимлиқни сақлаш вә шәрқи түркстанчиларни бир тәрәп қилиш мәшиқи елип барған фото сүрәтләрни елан қилди.
Мухбиримиз вәли
2011.08.10

Бу учур васитилири хитай сақчилириниң бүгүнки һәрбий мәшиқини “дүшмәнгә һәйвә көрситиш” дәп атиған.

Кучар шәһири тәңритағлириниң җәнубидики уйғурлар әң зич олтурақлашқан һәм һәрбий җәһәттики истратегийилик орни наһайити муһим җай иди.

Хитай учур васитилири бүгүн елан қилған фото сүрәтләрдә, хитайниң һәрхил сақчи қисимлири кучар шәһириниң чоң кочилирида һәрхил аптомобил вә мотоскилет билән йүрүп һәрхил заманиви қораллирини көрситип тәһдит селиватқан көрүнүшләр бар. Хитай сақчилири киргән кочиларда бирму пуқра көрүнмәйду.

Фото сүрәтләрниң астиға, сақчи қисимлиримиз коммунист партийиниң җинайәтчиләргә зәрбә бериш ирадисини ипадиләватиду, дегән изаһатлар йезилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.