Хитай җ х министирлиқи бир чоң террорлуқ гуруһини паш қилғанлиқини елан қилди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.06.22
2010.06.22
Министирлиқ мәзкур делониң тәпсилати һәққидә пәйшәнбә күни тәпсилий мәлумат беридиғанлиқини уқтурған. Хитай һөкүмити 2008 - йиллиқ олимпик һарписидин буян, бир қанчә қетим террорлуқ гуруһлирини қолға чүшүргәнликини елан қилған; әмма арқисидин бу гуруһларниң тәпсилий әһвали һәққидә мәлумат беришни рәт қилип кәлгән.
Бу сәвәбтин шу йили айропиланға от қоюшқа урунди дәп әйибләнгән 18 яшлиқ уйғур қизи гүзәлнур турдиниң ақивити һазирғичә ениқсиз турмақта. Хитай йәнә бултур 12 - айда, камбоджадин қайтуруп әпкәткән 20 уйғурниң ичидә бәзилириниң от қоюш вә партлатқуч ясаш қилмиши барлиқини билдүргән болсиму, әмма уларниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқини һазирғичә дунядин йошуруп кәлмәктә.