Австиралийилик язғучи франк мурхаус хитай зияритигә байқут елан қилди
Мухбиримиз әркин
2010.01.29
2010.01.29
2001-Йили мурхаус өзиниң "қараңғу орда' намлиқ романи билән австиралийиниң майлис франклин мукапатиға еришкән иди. У хитайни зиярәт қилишни байқут қилғанлиқи тоғрисидики баянатида, "мән өз дөлитимдә даим пикир әркинликини тәшәббус қилип кәлдим шундақла башқиларниң етирап қилишиға ериштим. Әгәр мән хитайға берип, сүкүт қилсам бу мувапиқ болмайду" дегән.
Мурхаус әсли пиланида хитайниң чиңду, бейҗиң, шаңхәй, хоңкоң қатарлиқ шәһәрлирини зиярәт қилип, бир қатар әдибий паалийәтләргә қатнишатти. У илгири хитай даирилири билән алақилишип, өзи хитайда қатнишидиған паалийәтләрдә лю шавбо үчүн символ характерлик бир бош орун һазирлашни тәләп қилған, лекин хитай һөкүмити униң бу тәлипини рәт қилған.
Лю шавбо 2008 асасий қанун низамнамә һәрикитиниң асаслиқ қозғиғучилиридин бири болуп, хитай даирилири икки айниң алдида сот ечип,уни 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.
Лю шавбо қолға елинғандин кейин, ғәрб һөкүмәтлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән затлар вә алимлар хитай даирилиридин лю шавбони қоюп беришни тәләп қилған. Америка вә явропа иттипақи лю шавбоға қамақ җазаси берилгәнликини тәнқидлигән иди.