Хотән вилайәтлик сот икки уйғурни түрмә җазасиға һөкүм қилди
Бу һәқтә тохталған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, хәлқара уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ җәмийитиниң рәиси рабийә қадир ханим, һәр иккила намайишниң тинч йосунда елип берилған намайишлар икәнликини, әмма бу икки яшқа берилгән еғир җазаларниң хитай һөкүмитиниң уйғур өктичиләргә қаратқан қаттиқ сиясәтлирини ашкарилайдиғанлиқини илгири сүргән.
Рабийә қадир ханим мундақ дегән: " байрақ чиқиришқа урунуштәк кичиккинә һәрикәтләрму, нәччә йиллиқ қамақ билән җазалиниду. Буни мәнму бешимдин өткүзгән болуп, бу вәһшийлик һәм инсан қелипидин чиққанлиқ."
Мәлум болушичә, абдуқадир мәхсум хитай түрмисидә намәлум сәвәбләр түпәйли һаятидин айрилған уйғур вәтәнпәрвәр содигәрниң өлүмигә наразилиқ билдүрүп, 2008 - йили 27 - феврал, хотәндә намайиш тәшкиллигән болуп, униңға 15 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.
Униңдин башқа йәнә, хотәнлик яш мәмәт ели әхәткә, шәрқи түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини хотән шәһәр мәркизидики сабиқ хитай рәиси мавниң һәйкилигә есишқа урунған дегән җинайәт билән 8 йиллиқ қама җазаси берилгән.