Явро - асия дөләтлири бихәтәрлик тәшкилатиниң алий йиғини истанбулда ечилди
Мухбиримиз вәли
2010.06.09
2010.06.09
Бу йиғинда, исраилийиниң ғәззини һәрбий җәһәттин қамал қилишни бузуп ташлаш һәққидә түркийә оттуриға қойған тәшәббус вә буниңға даир мәсилиләр музакирә қилинмақта.
Америка авазиниң баян қилишичә, бу алий дәриҗилик йиғинға русийә, иран, сүрийә, афғанистан, пакистан қатарлиқ дөләтләрниң президент яки баш министирлири қатнашти. Әмма бу хәлқара тәшкилатниң әзаси болған исраилийиниң түркийидә турушлуқ әлчиханисиниң вәкили қатнашти.
Буниңдин бурун, түркийидики аммивий тәшкилатлар уюштурған қутқузуш парахотлири, исраилийиниң һәрбий қамалини бузуш үчүн ғәззигә йеқинлашқанда, 8 нәпәр түркийә пуқраси вә бир нәпәр түрк америка пуқраси исраилийиниң зәрбидар әтрити тәрипидин өлтүрүлгән иди.