Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайниң тән җазасини тохтатмиғанлиқини қаттиқ тәнқид қилди

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати бүгүн доклат елан қилип, хитайниң мәһбусларға қарита тән җазасини тәлтөкүс тохтатмиғанлиқини тәнқид қилди.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.09.11

Мәркизи нюйорктики " җуңго кишилик һоқуқ тәшкилати " пәйшәнбә күни, хитайда сақчиларниң йәнила тән җазасини қоллиниватқанлиқини, болупму түрмә ичидә тән җазаси беришниң наһайити еғир икәнликини билдүрди.

Бу һәқтә елан қилинған доклатта кишилик һоқуқ паалийәтчиси гав фейшуңниң дилоси алаһидә мисалға илинған болуп, өткән йили гав фейшуң қолға елинғанда, сақчилар униң қол ‏ - путлирини кариватқа бағлап 42 күн ятқузғандин сирт, уни икки қоли билән есип қоюп, бәдининиң сәзгүр җайлириға ток калтәк тәккүзгән. Қаттиқ қейин - қистаққа бәрдашлиқ берәлмигән гав фейшуң җинайитини қобул қилип, 5 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған.

Җуңго кишилик һоқуқ тәшкилатиниң билдүрүшичә, хитайда көплигән җинайәт гумандарлири һәмдә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң һәммиси еғир тән җазасиниң зиянкәшликигә учриғучилар болуп, хитай һөкүмити хәлқара қанунлар һәмдә үз дөлитиниң қануниға хилап һәрикәт елип бармақта.

Илгири хитай түрмисидә қаттиқ қейин - қистақларға учриған уйғур мәһбуслар, чәтәлләрдә панаһлиқ тиләш җәрянида хитайлар қолланған тән җазаси һәққидә испат бәргәндин сирт, истансимизға телефун уруп, хитай сақчилириниң уларни қандақ қийниғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлуматлар бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.